Предыдущая публикация
Ахир бир күн мәнму шундақ,
Ағириштин қорқимән.
Бир үн қатмай бу аләмдин,
Кетишимдин қорқимән.
Бу ялғанда һәммидин,
Өлүм отидин қорқимән.
Ата-ана қериндаштин,
Айрилиштин қорқимән.
Өмрүмдә мән анамниң,
Жиғлишидин қорқимән.
Ғәмгә патқан атамниң,
Қарғишидин қорқимән.
Дурус йолда келиветип,
Жиқилиштин қорқимән.
Алла йолида меңиветип,
Адишиштин қорқимән.
Бу дуниядин көз жумғанда,
Қара йәрдә ятқинимда.
Худа қояр үч сорақни,
Билмишимдин қорқимән.
Присоединяйтесь к ОК, чтобы посмотреть больше фото, видео и найти новых друзей.
Нет комментариев